лавров: америка фиратниң шәрқидә ашлиқ вә нефит әткәсчилики қилмақта

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров америка қошма иштатлириниң «фиратниң шәрқидә йерим корд дөлити қуруп, сүрийәниң нефит вә ашлиқини әткәс қиливатқанлиқи» ни илгири сүрди.

2042806
лавров: америка фиратниң шәрқидә ашлиқ вә нефит әткәсчилики қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири лавров тунис ташқи ишлар министири нәбил әммар билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

у русийәниң сүрийә мәсилисигә қарита астана форматсийәси даирисидә, түркийә вә иран билән һәмкарлишиватқанлиқини, ғәрбниң ембарголири сәвәбидин сүрийәниң иқтисадида еғир мәсилиләрниң давамлишиватқанлиқини байан қилди.

у америка қошма иштатлириниң фират дәрйасиниң шәрқидики һәрикәтлириниңму сүрийә иқтисадиға пассип тәсир көрситиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «америка қошма иштатлири фират дәрйасиниң шәрқидә йерим корд дөлити қуруп, сүрийәниң нефит вә ашлиқини әткәс қилмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر