п к к сүрийә миллий армийәсигә һуҗум қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сүрийәниң  шималиға қилған һуҗумлири давамида сүрийә миллий армийәсиниң бир әскири һайатидин айрилди.

2042504
п к к сүрийә миллий армийәсигә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси террорчилар өзлири ишғал қиливалған тәлрифәт вә мүнбичтин бихәтәр районлардики үч нуқтиға бирла вақитта һуҗум қилди.

түркийә чеграсидики әзиз райониниң җәнубидин вә баб наһийәсиниң шәрқидин алдинқи сәпкә сиңип кирмәкчи болған терорчилар сүрийә миллий армийәси қисимлири билән тоқунушти.

террорчиларниң сиңип кириш урунушиға тақабил турулди. тоқунушлар давамида сүрийә миллий армийәсиниң бир әскири һайатидин айрилди, икки әскири йариланди.

тоқунушлар давамида еғир талапәткә учриған террорчилар чекинишкә мәҗбур болди.

терорчилар йәнә сиңип кирмәкчи болған районларға қуруқлуқтин қуруқлуққа оқ атқили болидиған қорал – йарағлар билән һуҗум қилди.

игилинишичә,бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г уда 7 йилдин көпрәк вақиттин буйан ишғал қиливатқан тәлрифәт вә мүнбич районлиридин сүрийә миллий армийәсиниң алдинқи сәп линийәлиригә давамлиқ сиңип кириш тәшәббусида болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر