ливийәдики кәлкүн апитидә 3958 киши қаза қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийәдики кәлкүн апитидә 3 миң 958 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини билдүрди.

2039195
ливийәдики кәлкүн апитидә 3958 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси ливийәдики кәлкүн апити һәққидә елан қилған доклатида, кәлкүн апитидә 3 миң 958 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини уқтурди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси 16-сентәбир күни бу һәқтә елан қилған  доклатида, ливийәдики кәлкүн апитидә 11 миң 300 кишиниң қаза қилғанлиқини билдүргәниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханисиниң дунйа сәһийә тәшкилатини мәнбә көрситип елан қилған санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, ливийәниң шәрқий қисмидики кәлкүн апитидә 3 миң 958 киши һайатидин айрилған, 9 миңдин артуқ киши йоқап кәткән.

б д т хәлқара көчмәнләр тәшкилати (IOM) ниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, ливийәниң шәрқий шималида 40 миңдин артуқ адәм өй-маканлиридин айрилип қалған.

кәлкүн апитидә еғир талапәткә учриған дәрнә шәһири қатарлиқ җайларда зийарәт қилиш чәклимиси сәвәбидин санлиқ мәлуматларни топлаш қийин болғанлиқтин, өй – маканлиридин айрилип қалғанлар саниниң техиму көп болуш еһтималлиқи йуқири икән.

дәрнә шәһиридә кәм дегәндә 30 миң киши өй-маканлиридин айрилип қалған.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фонди (UNICEF) ниң билдүрүшичә, ливийәдики кәлкүн апитиниң тәсиригә учриған тәхминән 300 миң бала ич сүрүш, холера вә озуқлуқ йетишмәслик хәвипигә, шундақла зораванлиқ вә хорлиниш хәвипигә дуч кәлмәктә икән.

кәлкүн апитидин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәркизий җиддий қутқузуш фондидин ливийәгә 10 милйон доллар мәбләғ аҗратқан, шундақла хәлқара җәмийәтни ливийәгә 71 милйон 400 миң долларлиқ «җиддий қутқузуш» йардими беришкә чақирған.

игилинишчә, ливийәдә 884 миң адәм йардәмгә, булардин 250 миң киши җиддий йардәмгә еһтийаҗлиқ икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر