хитай американиң икки мудапиә ширкитигә ембарго йүргүзди

хитай игилик һоқуқи дә -талиши қиливатқан тәйвәнгә қорал сатқанлиқини баһанә қилип, американиң икки мудапиә ширкитигә ембарго йүргүзди.

2038562
хитай американиң икки мудапиә ширкитигә ембарго йүргүзди

түркийә авази радйоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси мав ниң елан қилған байанатида, бейҗиң һөкүмитиниң американиң <Lockheed Martin>  тамлиқ ширкәт тармиқиға вә <Northrop Grumman> ширкитигә ембарго йүргүзидиғанлиқини билдүрди.

баш иштаби миссури ишатиниң сайнт луис шәһиригә җайлашқан <Lockheed Martin> ширкитиниң радар ишләпчиқарғучи тармиқиниң 24 - авғустта вашингтон һөкүмити тәстиқланған F-16 күрәшчи айропилани әслиһәлирини сетиштики асаслиқ һөддигәр икәнликини тилға алған хитай байанатчиси мав, <Northrop Grumman> ширкитиниңму американиң тәйвәнгә көпләп қорал сетишиға қатнашқанлиқини билдүрди.

мав тәйвәнгә қорал сетишниң бир хитай принсипи вә хитай-америка дипломатик мунасивәтлириниң асаси болған үч бирләшмә хитабнамигә хилап икәнликини, хәлқара қанун вә хәлқара мунасивәтниң асасий өлчәмлиригә зит икәнликини шундақла хитайниң игилик һоқуқи вә бихәтәрлик мәнпәәтини айақ асти қилғанлиқини билдүрди.

вашингитон һөкүмити 24-авғустта тәйвәнгә 500 милйон долларлиқ F-16 инфира қизил нурлуқ издәш вә из қоғлаш системиси билән мунасивәтлик үскүниләрни сетишни тәстиқлиған иди.

хитай 2022-йили синтәбирдә тәйвәнгә 1 милйард 100 милйон долларлиқ қорал-йарағ сетишта һәссиси болған америка боиң мудапиә ширкити вә райтеон ширкитиниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси тед колберт билән грег хайесқиму ембарго йүргүзүшни қарар қилған иди.

хитай өз земининиң бир қисми дәп дәва қиливатқан тәйвән, хитай хәлқ җумһурийити қурулған 1949-йилдин буйан әмәлий мустәқиллиққа игә болуп болған болуп, хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән оттурисидики  ички уруштин кейин шәкилләнгән бу айрилиш һазирму давамлашмақта.

хитай болса, <бир хитай пиринсипи>ни тәкитләп, өзини етирап қилған дөләтләрниң тәйвәнгә қорал сетип беришигә қарши чиқип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر