гиретсийәдики кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 17 гә йәтти

гиретсийәдә 5-сентәбир башланған қаттиқ йамғур сәвәбидин тәсәлйа районида алдинқи һәптә  йүз бәргән кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 17 гә йәтти.

2038329
гиретсийәдики кәлкүн апитидә қаза қилғанларниң сани 17 гә йәтти

түркийә авази радйоси хәвири: гретсийә дөләтлик хәвәр агентлиқи <AMNA> ниң хәвәр қилишичә, алдинқи һәптә пилйодин тепилған икки җәсәтниң <DNA> әвришкисиниң кәлкүн апитидә йоқап кәткәнлики билдүрүлгән австрийәлик әр-айалға тәвә икәнлики ениқланған. шундақ қилип, кәлкүндә һайатидин айрилғанларниң сани 17 гә йәткән.

кәлкүн сәвәбидин тәсалйада 750 миңдин гектардин артуқ йәр су астида қалған һәмдә райондики олтурақ районлар, деһқанчилиқ йәрлири вә ул әслиһәләр еғир зийанға учриған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر