зеленский америка қошма иштатлирида зийарәттә болиду

украина пирезиденти володимир зеленский америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә чақирилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғинидин кейин ақсарай вә дөләт мәҗлисини зийарәт қилиду.

2037789
зеленский америка қошма иштатлирида зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: исмини ашкарилашни халимиған америка әмәлдарлириниң билдүрүшичә, украина пирезиденти володимир зеленский келәр һәптә америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә чақирилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғиниға қатнашқандин кейинму, ақсарай вә дөләт мәҗлисини зийарәт қилидикән.

зеленский келәр һәптә пәйшәнбә күни америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән ақсарайда бир йәргә җәм болидикән.

америка дөләт мәҗлисидә украинаға  йәнә 21 милйард долларлиқ қошумчә йардәм бериш пилани музакирә қилинмақта икән. дөләт мәҗлисидики бир қисим җумһурийәтчиләр украинаға бериливатқан йардәмләрни тохтитиш вә федератсийә хамчотида чиқимни азайтиш керәкликини илгири сүрмәктә икән.

украина пирезиденти володимир зеленский 2022-йили 12-айда вашингтонға қилған зийарити җәрйанида дөләт мәҗлисигә хитаб қилип, америка қошма иштатлириниң украинаға бериватқан йардәмлириниң «ианә» әмәс, бәлки «дунйаниң бихәтәрлики вә демократийә» гә мәбләғ селиш икәнликини оттуриға қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر