гутеррес: қарадеңиз ашлиқ каридорини җанландуруш ирадәм қәтий

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес қарадеңиз ашлиқ каридорини җанландуруш ирадисиниң қәтийликини, бу даиридә давамлиқ учришишларни елип бериватқанлиқини ейтти.

2037351
гутеррес: қарадеңиз ашлиқ каридорини җанландуруш ирадәм қәтий

түркийә авази радийоси хәвири:  бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридики б д т бинасида елан қилған байанатида, келәр һәптә өткүзүлидиған б д т омумий кеңиши йиғинида түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, украина пирезиденти володимир зеленский вә русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән айрим - айрим көрүшидиғанлиқини, учришишлириниң асаслиқ күнтәртип маддилиридин бирини қарадеңиз ашлиқ каридори келишими тәшкил қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «қарадеңиз ашлиқ каридори келишими мәсилисидә үмидвармән, йаки бу һәқтә мән үмидсиз дейәлмәймән, мениң бирдинбир дейәләйдиғиним шуки, қарадеңиз ашлиқ каридорини җанландуруш ирадәм қәтийдур.»

гутеррес русийәгә қаритилған ембарголарға хилаплиқ қилмастин, русийә ашлиқи вә оғутини, шундақла украина ашлиқини експорт қилишни әслигә кәлтүрүш үчүн һәр җәһәттин тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини қәйт қилди.

баш катип гутеррес украинадики тинчлиқ сөһбити һәққидә тохталғанда, мурәссәчилик ролини ойнаш пурситидин интайин җурсән икәнликини әскәртип мундақ деди: «әмма мениңчә биз йәнила бу нуқтидин хелила йирақтимиз.»

гутеррес украинада «һәрқандақ бир тинчлиқ» ни қоллимайдиғанлиқлирини, әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамиси вә хәлқара қанунларға мас келидиған адил тинчлиқни қоллайдиғанлиқлирини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر