авистиралийә коалалар үчүн муһим бир қарарни мақуллиди

авистиралийәниң йеңи җәнубий галлер өлкиси (NWS) коалаларниң нәслини қоғдаш үчүн дөләтлик чоң коала бағчисиниң бәзи җайлирида дәрәх кесишни чәклиди.

2036580
авистиралийә коалалар үчүн муһим бир қарарни мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: өлкилик һөкүмәт 8400 гектардин артуқ орманни қаплиған 106 «коала мәркизи» дә дәрәх кесишниң тохтитилғанлиқини билдүрди.

авистиралийәниң йеңи җәнубий галлер өлкиси (NWS)  муһит асраш министири пенний шарпе бу қарарниң коалаларниң нәсли йоқулуп кетиши мумкинлики ениқланғандин кейин мақулланғанлиқини ейтти.

авистиралийәгә хас сүт әмгүчи һайван түригә киридиған коалалар орманлиқтики дәрәхләргә йамишип йашайдиған болғачқа орман кесишниң еғир тәсиригә учримақта иди.

2021-йилдики бир тәтқиқатта әгәр алдини елиш тәдбирлири қоллинилмиса, тезла йашаш саһәси тарийиватқан коалаларниң 2050-йилида нәсли йоқулуп кетидиғанлиқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر