хәлқара җәмийәт әзәрбәйҗанни қоллап байанатларни елан қилмақта

бирләшкән дөләтләр тәшкилати, қирғизистан вә қазақистан әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдаш тоғрисидики әһдилирини тәкитлиди.

2036737
хәлқара җәмийәт әзәрбәйҗанни қоллап байанатларни елан қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини һимайә қилиш әһдисини тәкитләп, тәрәпләрниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға һөрмәт қилишини тәләп қилди.

б д т байанатчиси стефан дуҗарррик күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, әзәрбәйҗанниң қарабағ райониниң әрменийә қисимлириниң контроллуқидики җайлирида өткүзүлгән аталмиш ​​«пирезидент сайлими»ға мунасивәтлик соалға җаваб бәрди.

б д т баш катипи антонийо гутерресниң әрменийә вә әзәрбәйҗанни мунасивәтләрни нормаллаштуруш йолидики тиришчанлиқларниң салмиқини ашурушқа чақирғанлиқини билдүргән дуҗаррик, буниң район тинчлиқи вә бихәтәрликигиму пайдилиқ икәнликини ейтти.

у аталмиш ​​сайлам тоғрисида тохтилип: «биз б д т хәвпсизлик кеңишиниң әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә алақидар қарарлирини әскәртип өтүшни халаймиз. биз барлиқ тәрәпләрни буниңға толуқ һөрмәт қилишқа чақиримиз» деди.

қирғизистанму әзәрбәйҗанниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқини дәлиллиди.

қирғизистан ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «қирғизистан әзәрбәйҗанниң хәлқарада етирап қилинған чегралири ичидики игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қәтий қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитләйду. сақлиниватқан барлиқ мәсилиләрни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шәртлири вә хәлқара қанунниң асасий пиринсиплири бойичә сийасий вә дипломатик йоллар билән һәл қилишқа чақиримиз» деди.

қазақистанму әзәрбәйҗанниң хәлқарада етирап қилинған чегралири ичидики игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қәтий қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.

қазақистан ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «тағлиқ қарабағ әтрапидики әң йеңи өзгиришләргә қарита шуни тәкитләймизки, қазақистан җумһурийити әзәрбәйҗан җумһурийитиниң хәлқарада етирап қилинған чегралири ичидики игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қәтий қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим дәлилләйду. буниңдин башқа, сақлиниватқан барлиқ мәсилиләрниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шәртлири вә хәлқара қанунниң асасий пиринсиплири бойичә сийасий вә дипломатик йоллар билән һәл қилинишини қоллайду» дегәнләрни қәйт қилди.

қарабағда қанунсиз туруватқан әрменийә күчлири 9- сентәбир өз контроллуқидики җайларда аталмиш ​​«пирезидент сайлими» өткүзгәниди.

әзәрбәйҗан һөкүмити болса, қарабағдики әрменийә күчлириниң өз контроллуқидики йәрләрдә өткүзгән аталмиш ​​сайламни әйиблигән вә униңға «дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнликигә қилинған һуҗум характерлик қилмиш» дәп баһа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر