макрон ливийә билән һәмнәпәс икәнликлирини билдүрди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон кәлкүн апитидә еғир талапәткә учриған ливийә билән һәмнәпәс икәнликлирини билдүрди.

2036258
макрон ливийә билән һәмнәпәс икәнликлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: макрон аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған байанатида, фирансийәниң кәлкүн апитидә еғир талапәткә учриған ливийә билән һәмнәпәс икәнликлирини қәйт қилди, кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлириға тәзийә билдүрди, фирансийәниң ливийәгә иқтисадий җәһәттин җиддий йардәм бериш үчүн һәркәткә өткәнликини әскәртти.

оттура ақдеңизға тәсир көрсәткән «данийал» намлиқ боран – чапқун ливийәниң бинғази, бәйза, мәрҗ, сусә вә дәрнә шәһәрлиригә еғир талапәт йәткүзди.

ливийәниң шәрқидики «һөкүмәтниң сәһийә мәнбәлири» дәрнә шәһиридә қаза қилғанлар саниниң 3 миңдин ешип кәткәнликини уқтурғаниди.

ливийә миллий бирлик һөкүмитиниң баш министири абдулһәмид дибәйбә түнүгүн 3 күнлүк «матәм» елан қилинғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر