дунйа җамаәтчилики қарабағда өткүзүлгән аталмиш «пирезидинт сайлими»ға наразилиқ билдүрди

дунйа җамаәтчилики әзәрбәйҗанға қарашлиқ қарабағ райониниң әрменийә қисимлириниң контроллуқидики җайлирида өткүзүлгән аталмиш «пирезидент сайлими»ни етирап қилмайдиғанлиқини билдүрди.

2036353
дунйа җамаәтчилики қарабағда өткүзүлгән аталмиш «пирезидинт сайлими»ға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер мухбирларни күтүвелиш йиғинида соалларға җаваб бәрди.

америка қошма иштатлириниң әрменийә билән әзәрбәйҗанниң сақлиниватқан мәсилиләрни дийалог арқилиқ һәл қилишини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүргән миллер, тәрәпләрни йәнә  бир қетим лачин каридори билән ағдам йолини ечишқа чақирди.

у сөзини давамлаштуруп: «биз илгириму ейтқинимиздәк, биз қарабағ районини мустәқил вә игилик һоқуқлуқ бир дөләт дәп етирап қилмаймиз. шуңа, аталмиш ​​пирезидент сайлими нәтиҗисиниму етирап қилмаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

гирузийә ташқи ишлар министирлиқиму әзәрбәйҗанға қарашлиқ қарабағ райониниң әрменийә қисимлириниң контроллуқидики җайлирида өткүзүлгән аталмиш ​​«пирезидент сайлими»ни етирап қилмайдиғанлиқини уқтурди.

министирлиқниң бу һәқтики йазма байанатида, гирузийәниң әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллайдиғанлиқи оттуриға қойулди.

өзбекистан ташқи ишлар министирлиқиму әзәрбәйҗанға қарашлиқ қарабағ райониниң әрменийә қисимлириниң контроллуқидики җайлирида өткүзүлгән аталмиш ​​«пирезидент сайлими»ни етирап қилмайдиғанлиқини уқтурди.

өзбекситан ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатида, өзбекситанниң әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини күчлүк шәкилдә қоллайдиғанлиқи тәкитләнди.

қарабағда қанунсиз туруватқан әрменийә күчлири 9- сентәбир өз контроллуқидики җайларда аталмиш ​​«пирезидент сайлими» өткүзгәниди.

әзәрбәйҗан һөкүмити болса, қарабағдики әрменийә күчлириниң өз контроллуқидики йәрләрдә өткүзгән аталмиш ​​сайламни әйибләп, униңға «дөләтниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнликигә қилинған һуҗум характерлик қилмиш» дәп баһа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر