гутеррес: килимат апити башланди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес тарихтин буйанқи әң иссиқ йаз һәққидә бәргән байанатида «килимат апити башланди» деди.

2034164
гутеррес: килимат апити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: баш катип гутеррес бу һәқтә елан қилған байанатида, алимларниң узундин буйан ташқатма йеқилғуға беқинди болуп қелишниң узақ мәзгиллик сәлбий тәсирлири һәққидә агаһландуруватқанлиқини, нөвәттики пәвқуладдә һаварайи һадисилириниң дунйаниң һәрқайси булуң-пучқақлириға сәлбий тәсир көрситиватқанлқи һәққидә агаһландуруш берип мундақ деди: «йәршаримиз адәттин ташқири дәриҗидә иссиқ мәзгилни баштин кәчүрди. башқичә ейтқанда, йәр шаримиз тарихтин буйанқи әң иссиқ йазни баштин кәчүрди. қисқиси, килимат апити башланди.»

гутеррес һаваниң барғансери иссип кетиш һадисилириниң техиму көп һәркәткә өтүш еһтийаҗини туғдуруватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «дунйа рәһбәрлири килимат киризисини һәл қилиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтүши керәк. биз һазирму келимат кризисиниң әң йуқири пәллисигә йетишниң алдини алалаймиз. бизниң зийан тартитидиған қилчә вақтимиз йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر