америка: пйоңйаң русийәни қорал билән тәминлисә, бәдилини төләйду

америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җейк сулливан шималий корейә русийәни қорал билән тәминлисә, униң «бәдилини төләйдиғанлиқи»ни ейтип агаһландурди.

2033946
америка: пйоңйаң русийәни қорал билән тәминлисә, бәдилини төләйду

түркийә авази радийоси хәвири: сулливан мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, шималий корейә билән русийәниң йеқиндин буйанқи күчийиватқан алақиси тоғрисида тохталди.

у пйоңйаң москвани украина урушида ишлитидиған қораллар билән тәминлигән тәқдирдә қандақ әһвалларниң йүз беридиғанлиқи тоғрисида тохтилип: «мән шундақ дейәләймәнки, қиш пәслигә кириватқан бир пәйттә, ашлиқ амбарлири вә чоң шәһәрләрниң исситиш ул әслиһәлиригә һуҗум қилип, башқа бир дөләтниң игилик һоқуқ саһәсини қолға киргүзүвелишқа урунуш урушида русийәни қорал билән тәминләш, шималий корейәгә сәлбий тәсир елип келиду вә хәлқара җәмийәттә буниң бәдилини төләйду» деди.

шималий корейәни русийәни қорал - йарағ билән тәминлимәслик тоғрисида «агаһландурғанлиқлири»ни билдүргән сулливан, пийоңйаң һөкүмитини қорал - йарағ сетиш қәдәмлиридин йалтайтиш үчүн, пурсәтләрдин пайдилинишни давамлаштуридиғанлиқлирини қәйт қилди.

«нйуйорк вақит гезити»ниң америка әмәлдарлирини нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, шималий корейә рәһбири ким җоңун бу айда русийәни зийарәт қилип, русийә пирезиденти виладимир путин билән «украинадики урушта москвани техиму көп қорал билән тәминләш вә охшимиған саһәләрдики һәрбий һәмкарлиқ пурсәтлирини музакирә қилидиғанлиқи» илгири сүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر