нигерийәдә боко һарамниң 39 әзаси өлтүрүлди

нигерийәдә йеқинқи бир һәптә ичидә террорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип берилған зәрбә бериш һәрикәтлири давамида боко һарамниң 39 әзаси өлтүрүлди.

2031891
нигерийәдә боко һарамниң 39 әзаси өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләт мудапиә министирлиқи ахбарат һәрикәтлири башқармисиниң мәсули едвард бубаниң бу һәқтә бәргән байанатида билдүрүшичә, нигерийә армийәсиниң йеқинқи бир һәптә ичидә террорлуқ тәшкилати боко һарамға қарши елип барған зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, боко һарамниң 39 әзаси өлтүрүлгән, 159 әзаси қолға чүшкән, көп сандики әзалири йаридар һаләттә қечип кәткән, террорчиларға тәвә зор миқдардики оқ-дорилар қолға чүшүрүлгән؛ террорчилар гөрүгә еливалған 34 киши қутқузувелинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر