русийә б д т қарар лайиһәсини вето қилди

русийә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң малиға қаритилған ембаргониң муддитини йәнә бир йил узартиш нишан қилинған қарар лайиһәсини рәт қилди.

2031294
русийә б д т қарар лайиһәсини вето қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә малиға қаритилған ембарго вә мутәхәссисләр гурупписи һоқуқиниң муддитини узартиш тоғрисидики қарар лайиһәси авазға қойулди.

фирансийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин сунулған қарар лайиһәси малиға қарита мал-мүлүкләрни тоңлитип қойуш вә сайаһәт чәклимисидин тәшкил тапқан ембарголарниң муддитини 2024-йили 31-авғустқичә, мутәхәссисләр гурупписи һоқуқиниң муддитини болса 2023 - йили 30-сентәбиргичә узартиш нишан қилинатти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзалиридин русийә бу қарар лайиһәсини вето қилди.

русийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили вассилий небензийа бу қарар лайиһәсидә мали вә русийәниң «әндишәлири» ниң нәзәрдин сақит қилинғанлиқини илгири сүрди.

мали дипломатийә министири абдулайе диоп бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 16-ийун күни чақирилған йиғинида, б д т мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш - муқимлаштуруш әтритиниң малидин дәрһал чиқип кетишини тәләп қилғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 2017 - йили малиға ембарго йүргүзүшкә башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر