тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи хитай айропиланлириниң йәнә қанунсизлиқ қилғанлиқини елан қилди

тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи үлүшкүн (25 -авғуст) кәчтин түнүгүн (26- авғусст) әтигәнгичә арал әтрапида хитайға тәвә  32 һәрбий айропилан вә 9 уруш парахотиниң байқалғанлиқини елан қилди.

2029545
тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи хитай айропиланлириниң йәнә қанунсизлиқ қилғанлиқини елан қилди

түркийә авази радйоси хәвири: тәйвән дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, 32 айропиландин 20 синиң тәйвән боғузидики тәрәпләрниң тәсир даирисини чәкләйдиған һава вә деңиз линийәсидин һалқип өтүп, тәйвәнниң һава мудапиә пәрқләндүрүш райони (ADIZ) районида учқанлиқи  билдүрүлди.

байанатта, 2 данәSU-30» » типлиқ уурш айропилани,  8 данә « «J-10» вә 4  данә «JH-7» типлиқ уруш айропилани һәмдә «TB-001» вә «CH-4» типлиқ қораллиқ учқучисиз айропиланиниң тәйвән боғузидики «оттура сизиқ» тин һалқип өткәнлики, «Y-8 EW» вә «KJ-500» типлиқ алдин агаһландуруш айропилани, «BZK-005» типлиқ қоралсиз учқучисиз айропилани вә «Y-9» типлиқ һәрбий трансипорт айропиланлириниң болса, тәйвәнниң һава мудапиә пәрқләндүрүш райони (ADIZ)  ниң ғәрбий җәнубида қарап учқанлиқи уқтурлди.

тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи үлүшкүн (25- авғуст) күндүздиму хитайниң 22 һәрбий айропиланиниң арал әтрапида байқалғанлиқини вә улардин 13 иниң «оттура сизиқ» тин һалқип өткәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر