хитайда 10 районда җиддий һаләт елан қилинди

хитайда һөл-йеғин миқдариниң ешип кетиш әндишиси сәвәбидин 10 өлкидә җиддий һаләт елан қилинди.

2029449
хитайда 10 районда җиддий һаләт елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай кәлкүндин мудапиәлиниш вә қурғақчилиққа тақабил туруш ишханисиниң билдүрүшичә, хитайниң шимали, оттура, ғәрбий җәнубидики шәндуң, шәнши, сәнши, җйаңсу, әнхуй, хунән, хубей, сичүән вә гуйҗу өлкилиридә, шундақла мәркәзгә биваситә қарашлиқ өлкә дәриҗилик чуңчиң өлкисидә 4-дәриҗилик «җиддий һаләт» агаһландуруши чиқирилған.

агаһландурушқа асасланғанда, бу районлар һәптә ахирида шиддәтлик һөл-йеғинниң тәсиригә учрайдикән, бу районлардики көплигән дәрйа -  еқинларда кәлкүн вә тағ гүмүрүлүп чүшүш хәвпи бар икән.

хитай җиддий әһвалға тақабил турушни башқуруш министирлиқи алақидар йәрлик орунларға һөл-йеғин әһвалини йеқиндин көзитип, хәтәр астидики районларниң аһалилирини уйғун шәкилдә тарқақлаштуруш тоғрилиқ  йолйуруқ чүшүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر