норвегийә украинаға «F-16» типлиқ уруш айропиланлири әвәтиду

голландийә вә данийәдин кейин норвегийәниңму украинаға «F-16» типлиқ уруш айропиланлири әвәтишни қарар қилғанлиқи билдүрүлди.

2028933
норвегийә украинаға «F-16» типлиқ уруш айропиланлири әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири:  норвегийәниң «NRK» вә  «TV2» таратқулириниң хәвәр қилишичә, норвигийә украинаға «F-16» типлиқ уруш айропиланлири әвәтидикән.

шуниң билән норвегийә, голландийә вә данийәдин қалса украинаға «F-16» типлиқ уруш айропиланлири әвәтидиған 3 – дөләт болидикән.

игилинишичә, һазирғичә бу һәқтә рәсмий байанат елан қилинмиған.

бу җәрйанда, норвегийә баш вәзири җонас гавхур сторе украинада рәсмий зийарәттә болмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر