хитайда бир әмәлдар америкаға җасуслуқ қилиш җинайити билән қолға елинди

хитайда бир министирлиқ әмәлдариниң америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) ға җасуслуқ қилиш гумани билән қолға елинғанғанлиқи билдүрүлди.

2027473
хитайда бир әмәлдар америкаға җасуслуқ қилиш җинайити билән қолға елинди

түркийә авази радйоси хәвири: хитайниң истихбаратқа мәсул дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң иҗтимаий алақә адресида елан қилинған байанатида, фамилиси «хав» икәнлики уқтурулған 39 йашлиқ бу әмәлдарниң йапонийәдә уқуватқан чеғидила америка мәркизи ахбарат идариси тәрипидин «хизмәткә қобул қилинғанлиқи» илгири сүрүлди.

байанатта, униң қайси министирлиқта ишләйдиғанлиқи һәққидә мәлумат берилмиди. униң җасуслуқ паалийиәтлири байқалғандин кейин қолға елинғанлиқи вә үстидики тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, хавниң йапонийәдә оқуватқан чеғида визаға илтимас қилиш үчүн токйодики америка әлчиханисиға барғанда «тәд» исимлик бир ​​америкалиқ офитсер билән тонушқанлиқи вә америкалиқ әмәлдарниң тамаққа тәклип қилиш, һәдийә бериш арқилиқ хав билән йеқин мунасивәт орнатқанлиқи шундақла униңға пул берип мақалә йезишини тәләп қилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, тәдниң  кейин хавни хизмәтдиши «ли чүн» исимлик теги хитай бир кәспдишиға тонуштурғанлиқи, андин иккиси бирликтә хизмәт қилғанлиқи, хавниң йапонийәдики уқуши түгәш алдида болса, личүнниң америка мәркизий ахбарат идарисиниң токйо башқармисида ишләйдиғанлиқини етирап қилип, хавға җасусулуқни тәвсийә қилғанлиқи вә хитайниң муһим органлирида ишләшкә илһамландурғанлиқи илгири сүрүлди.

байанатта йәнә, хавниң бу тәклипни қобул қилип америка билән «җасуслуқ тохтамнамиси имзалиғанлиқи», тәкшүрүш вә емтиһанлардин өтүшкә мақул болғанлиқи, хитайға қайтқинида исми ашкариланмиған мәзкур министирлиқта ишләшкә башлиғанлиқи, америкаға учур йәткүзүш үчүн америка мәркизий ахбарат идарисиниң хадимлири билән көп қетим көрүшүп, җасуслуқ иш һәққи алғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر