лукашенко: беларусийә дунйа тәртипидә хитай билән охшаш қарашқа игә

беларусийә пирезиденти лукашенко хитай билән дунйаниң һазирқи вә кәлгүсидики тәртипи тоғрисида охшаш пикирләргә игә икәнликини билдүрди.

2026497
лукашенко: беларусийә дунйа тәртипидә хитай билән охшаш қарашқа игә

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийәниң белта (BelTA) агентлиқи лукашенкониң минскни зийарәт қилған хитай дөләт мудапиә министири ли шаңфу билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

лукашенко көрүшүштә: «беларусийә вә хитай көп қутуплуқ дунйани, земин пүтүнлүкини вә иккинчи дунйа урушидин кейин бәлгиләнгән чеграларни қоллайду. башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашмаслиқ пиринсипиға изчил әмәл қилиду. қисқиси, хитай ташқи сийаситиниң асаси бизниң ташқи сийатимизгә пүтүнләй охшайду» деди.

у хитайниң ички вә ташқи сийасәтлириниң бир пүтүн һалда «адил» икәнликини, ихтилаплар вә тоқунушларниң мәсилини тинчлиқ билән һәл қилишни нишан қилидиғанлиқини ейтти.

у дунйаниң муқим болмиған бир вәзийәтни баштин кәчүрүватқанлиқини, буниң беларусийә йаки хитайниң хаталиқи әмәсликини, бу шәртләр астида русийә-хитай достлуқиға ишинидиғанлиқлирини әскәртип, беларусийә билән хитай оттурисидики һәрий һәмкарлиқларниң үчинчи дөләтләргә қаритилмиғанлиқини қәйт қилди.

хитай дөләт мудапиә министири ли фамилилик болса, беларусийә рәһбириниң март ейи (2023) да бейҗиңни зийарәт қилғанда ши билән көрүшүп, икки дөләт оттурисида мудапиә санаитини өз ичигә алған һәрбий һәмкарлиқларни тәрәққий қилдуруш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилғанлиқини хатирилитип, өзиниң зийаритиниң бу йуқири дәриҗилик келишимләрни иҗра қилишқа өтүшни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر