тәйвәнниң мувәққәт рәһбири ләй чиңтениң нийу йорк зийарити хитайниң наразилиқини қозғиди

тәйвәнниң мувәққәт рәһбири ләй чиңтениң парагвайға бериш сәпиридә американиң нийу йорк шәһиридә тохтап қилған зийарити, хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

2025828
тәйвәнниң мувәққәт рәһбири ләй чиңтениң нийу йорк зийарити хитайниң наразилиқини қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвәнниң мувәққәт рәһбири ләй чиңтениң  парагвайға бериш сәпиридә американиң нийу йорк шәһиридә тохтап  қилған зийарити, хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

у парагвай зийаритидин қайтишидиму американиң санфирансиско шәһиридә тохтап өтти.

ләй чиңте түнүгүн (16-авғуст) санфирансискоға йетип кәлди. уни тәйвәнниң вашингтонда турушлуқ вәкили хисйав  бихим вә тәйвәндики америка институтиниң мудири лавра росенбергер(Laura Rosenberger) қарши алди.

ләй чиңте айродурумға йеқин бир меһманханиға чүшти. меһманханиниң алдида тәйвән билән хитайниң бирлишишини тәләп қилидиған хитайлар намайиш өткүзди.

ләй чиңте иҗтимаий таратқу адресида һәмбәһирлигән учрида, күндүзи америкада турушлуқ тәйвәнликләр билән көрүшидиғанлиқини билдүрди.

тәйвәндә келәр йили (2024) өткүзүлмәкчи болған рәһбәрлик сайлимида һакимийәт бешидики демократик тәрәққийат партийәсиниң кандидати болған ләй чиңтениң парагвайни зийарәт қилиштин илгири американиң нийу йорк шәһиридә «өткүнчи зийарәт» тә болуши, тәйвән арилини өз земининиң бир парчиси дәп дәва қиливатқан хитайниң наразилиқиға учриған иди.

хитай өз земининиң бир қисми дәп дәва қиливатқан тәйвән, хитай хәлқ җумһурийити қурулған 1949-йилдин буйан әмәлий мустәқиллиқтин бәһриман болүп кәлмәктә.

хитайдики ички уруштин кейин, хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән оттурисидики айрилип туруш давамлашмақта.

хитай даирилири «бир хитай» пиринсипини тәкитләп, тәйвәнниң башқа дөләтләр билән мустәқил дипломатик мунасивәт орнитишиға, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда вәкил турғузишиға тосқунлуқ қилипла қалмай, хитайни  етирап қилған дөләтләрниң тәйвән билән болған дипломатик мунасивәтлирини үзүп ташлишиниму шәрт қошуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر