хитай русийә билән һәрбий һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқидин бешарәт бәрди

хитай дөләт мудапиә министири ли шаңфу русийә билән армийәләр оттурисида өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқлирини билдүрди.

2025220
хитай русийә билән һәрбий һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқидин бешарәт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң «йәр шари вақти гезити» ниң хәвиридә билдүрүлишичә, ли фамилилик русийәдә өткүзүлгән 11-нөвәтлик москва бихәтәрлик конферансида сөз қилғанда, хитай-русийә һәрбий мунасивәтлириниң «иттипақ қурмаслиқ», «қутуплашмаслиқ» вә «үчинчи тәрәпләрни нишан қилмаслиқ» пиринсиплириға тайинидиғанлиқини؛ бу нуқтидин ейтқанда, дөләтләр арисидики һәрбий мунасивәтләргә үлгә болалайдиғанлиқини тәкитлигән.

у: «икки дөләт армийәлири оттурисида қойуп алақә бар. бу зийарәттә русийәлик мәнсәпдешим сергей шойгу билән йеңи һәмкарлиқ имканийәтлирини муһакимә қилишни халаймиз» деди.

у русийә-украина уруши сәвәбидин ғәрб дунйаси билән йирикчиликләр давамлишиватқан бир вақитта, хитай-русийә һәрбий һәмкарлиқиға қаритилған тәнқидләр үстидә тохтилип: «бейҗиң билән русийә оттурисидики очуқ-ашкара болған һәрбий һәмкарлиқиниң дунйа тинчлиқиға вә муқимлиқиға төһпә қошидиғанлиқиға ишинимән» деди.

у ахирида, хитай билән русийә әза болған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкисида бихәтәрлик саһәсидики хизмәтләрни күчәйтишкә, тәшкилатниң йеңи әзалири һесаблинидиған иран вә беларусийә билән мудапиә һәмкарлиқлирини техиму чоңқурлаштурушқа тәййар икәнликлирини билдүрди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر