голландийә һава бошлуқиға йеқинлашқан икки русийә уруш айропиланини тосуп қалди

голландийә һава бошлуқиға йеқинлашқан икки русийә уруш айропиланини данийә һава бошлуқида тосуп қалғанлиқини елан қилди.

2024322
голландийә һава бошлуқиға йеқинлашқан икки русийә уруш айропиланини тосуп қалди

түркийә авази радйоси хәвири: голландийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, шу йәрниң вақти әтигән саәт 07:00 әтрапида, русийәниң 2 уруш айропиланиниң голландийә һава бошлуқиға йеқинлашқанлиқи байқалған.

«тез инкас қайтуруш агаһландуруши»  системилири һәрикәткә өткүзүлгәндин кейин, русийә айропиланлири данийә тәрипидин дөләтниң һава бошлуқида тосуп қилинған.

байанатта йәнә голландийәгә тәвә F-16 уруш айропиланлириниң 24 саәт һошйарлиқини өстүрүп тәййар туридиғанлиқи, чәтәл айропиланлириниң мәвҗутлиқи байқалған һаман, бир нәччә минут ичидила һәрикәткә өтәләйдиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, белгийә билән голландийәниң һава бошлуқини нөвәт билән контрол қилиш вәзиписини үстигә алғанлиқи вә икки дөләтниң пүткүл бенелкис (белгийә, голландийә вә лийуксембург) райони һава саһәсини назарәт қилидиғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر