фирансийә нигер һәрбий һакимийитиниң әйибләшлирини рәт қилди

фирансийә нигердики һәрбий һакимийәтниң «фирансийә нигер һава тәвәликидә рухсәтсиз учти вә террорчиларни қойуп бәрди» дегән әйибләшлирини рәт қилди.

2022689
фирансийә нигер һәрбий һакимийитиниң әйибләшлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә ташқи ишлар министирлиқи нигердики һәрбий һакимийәтниң әйибләшлирини рәт қилип байанат елан қилди.

байанатта: «нигердики һәрбий һакимийәт йеңи асассиз әйибләшлири бирдәк рәт қилинди. фирансийә әскәрлири террорлуққа қарши туруш үчүн қанунлуқ нигер даирилириниң тәлипигә бинаән бу дөләткә орунлаштурулди» дейилди.

бу районда узун йиллардин буйан террорлуққа қарши күрәш қиливатқан фирансийә әскәрлириниң һечқандақ террорчиларни қойуп бәрмигәнлики вә нигер армийисигә тәвә һечқандақ орунға һуҗум қилмиғанлиқи тәкитләнгән байанатта мундақ дейилди:

«нигер армийәсигә нигер һава бошлуқиниң ишлитилидиғанлиқи уқтурулди, нигер армийәси бу тәләпкә йазма тәстиқ бәрди.»

нигерда 26-ийул (2023) һакимийәтни тартивалған һәрбий һөкүмәт, фирансийәни дөләт вәзийитини муқимсизлаштуруш билән әйиблигән вә нигер һава тәвәликигә хилаплиқ қилғанлиқини елан қилған иди.

вәтәнни қоғдаш миллий кеңиши (CNSP) ниң байанатчиси амадов абдирамане байанат елан қилип, тиллабери районидики самира наһийәсидики нигер армийәсиниң бир понкитиниң һуҗумға учриғанлиқини, бу һуҗумниң ийун ейида  фирансийә қойуп бәргән террористлар тәрипидин қилинғанлиқини билдүргән иди.

байанатта йәнә, чад айродурумидин учқан бир фирансийә айропиланиниң, нигер һава тәвәликигә хилаплиқ қилғанлиқи қәйт қилинған иди.

нигер һава тәвәлики 6-авғуст (2023) ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий бирләшмисиниң һуҗум қилиш еһтималлиқиға қарши тақалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر