хартум вә әтрапида йурт-маканлиридин айрилған кишиләрниң сани көпәймәктә

судан пайтәхти хартум вә әтрапида йүз бериватқан шиддәтлик тоқунушлар сәвәбидин йурт-маканлиридин айрилған пуқраларниң сани күндин-күнгә көпәймәктә.

2022241
хартум вә әтрапида йурт-маканлиридин айрилған кишиләрниң сани көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: хартум пуқралири шәһәрниң җәнубидики нурғун мәһәллиләрдә дөләт армийәси билән тез йардәм қилиш қисимлири оттурисидики шиддәтлик тоқунушта, өйлиригә зәмбирәк оқиниң чүшкәнликини билдүрди.

шәһәрниң шималидики бәзи мәһәллилиридиму пуқралар өйлириниң етишишларда зийанға учриғанлиқи әскәртилди.

пайтәхт хартумниң ғәрбигә җайлашқан умдурман районида йашайдиған кишиләр шиддәтлик тоқунушлар сәвәбидин бихәтәр җайларға көчүшни башлиди.

судан армийәси умдурмандики тоқунушларда тез йардәм қилиш қисмиға қақшатқуч зәрбә бәргәнликини, нурғун әзалириниң тутулғанлиқини елан қилди.

судан армийәси тоқунушларда төт әскәрниң җенидин айрилғанлиқини, бәзи әскәрләрниң йариланғанлиқини әскәртти.

тез йардәм қилиш қисми байанатида дөләт армийәсиниң еғир чиқим тартқанлиқини билдүрүп: «дәсләпки ениқлашларға қариғанда, қисмимиз 174 әскәрни етип өлтүрди, 300 әскәрни йариландурди вә 83 әскәрни әсиргә алди» деди.

судан армийәси әйни вақитта өз қоллиған, әмма параллел, мустәқил армийәгә охшаш һәрикәтлири сәвәбидин тәһдит сүпитидә көрүлүшкә башлиған тез йардәм қилиш қисмини икки йил ичидә дөләт армийәсигә қетилишни тәләп қилған иди.

тез йардәм қилиш қисми болса, 10 йил ичидә бу тәләпни қобул қилидиғанлиқини елан қилиши билән башланған еғиз уруши, 15-апрел (2023) да хартум вә әтраптики шәһәрләрдә қораллиқ тоқунушқа айланған иди.

пайтәхт хартум вә әтрапида давамлишиватқан шиддәтлик тоқунушларда 3 миңдин артуқ киши җенидин айрилди, онмиңларчә киши йурт-маканлиридин айрилди.

б д т суданда 100 күндин артуқ вақиттин буйан давамлишиватқан тоқунушлар сәвәбидин 4 милйондин артуқ кишиниң йурт-маканлиридин айрилғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر