ирақта еҗтимаий алақә тори «телеграмма» һөкүмәт тәрипидин тақиветилди

ирақта 5-авғусттин буйан киргили болмайдиған болуп қалған «телеграмма» ниң һөкүмәт тәрипидин тақиветилгәнлики елан қилинди.

2020929
ирақта еҗтимаий алақә тори «телеграмма» һөкүмәт тәрипидин тақиветилди

түркийә авази радйоси хәвири: ирақ учур - алақә министирлиқиниң байанатида, «телеграмма» ни тақаш қарариниң «дөләтниң йуқири дәриҗилик органлириниң тәлипигә бинаән» елинғанлиқи билдүрүлди.

«телеграмма» ни тақаш сәвәбиниң «дөләткә тәвә алаһидә һөҗҗәтләрниң ашкарилинишиниң алдини елиш вә пуқраларниң шәхсий учурлирини қоғдаш» ни мәқсәт қилғанлиқи уқтурулди.

ирақта иранниң қоллиши асстидики шиә қораллиқ күчлири «телеграмма» ни актип ишлитиватқан болуп, улар бу қарарға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

шиә қораллиқ күчлири «телеграмма» ни тақаш буйруқини һөкүмәткә америка баш әлчисиниң чүшүргәнликини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر