фирансийә буркина фасоғаға бериватқан йардәмни тохтатти

фирансийә буркина фасоға бериватқан барлиқ тәрәққийат вә хамчот йардәмлирини вақтинчә тохтатти.

2021193
фирансийә буркина фасоғаға бериватқан йардәмни тохтатти

фирансийә дипломатийә министирлиқиниң йазма байанатида билдүрүлүшичә, фирансийә буркина фасоға бериватқан барлиқ тәрәққийат вә хамчот йардәмлирини иккинчи қетимлиқ йолйуруқ чүшүрүлгәнгә қәдәр тохтатқан.

фирансийә дипломатийә министирлиқиниң әскәртишичә, бултур буркина фасоға 13 милйон йавро хамчот йардими бериш пиланланған болуп, фирансийәниң бу дөләткә бериватқан иқтисадий йардәмлириниң омумий соммиси 482 милйон йавроға йәткән.

бултур бири йанварда, йәнә бири сентәбирдә болуп, уда икки қетимлиқ һәрбий сийасий өзгиришни баштин кәчүргән буркина фасо бу йил йанварда сабре һәрбий һәрикити даирисидә бу дөләттә туруватқан фирансийә әскәрлириниң чиқип кетишини тәләп қилғаниди.

фирансийә әскәрлирини чекиндүрүшни қобул қилған, әмма тәрәққийат вә хамчот йардәмлирини давамлаштурғаниди.

буркина фасо йеқинда мали вә нигердики һәрбий һакимийәтни қоллайдиғанлиқини җакарлиғаниди.

фирансийә 26-ийул күни әскәрләр һакимийәтни тартивалған нигерға бериватқан иқтисадий йардәмләрни 29-ийул күни вақтинчә тохтатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر