америка русийәниң шималий корейәдин техиму көп қорал - йарағ тәләп қилғанлиқини илгири сүрди

америка қошма иштатлири русийәниң шималий корейәдин оқ- дора көпәйтишни тәләп қилғанлиқини илгири сүрди.

2020369
америка русийәниң шималий корейәдин техиму көп қорал - йарағ тәләп қилғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирби, русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгуниң 26- ийулдики шималий корейә зийарити җәрйанида шималий корейәлик әмәлдарлар билән сөһбәтлишип, пйоңйаңдин дөлити 2022- йили 24 – февралдин буйан давамлишиватқан русийә – украина урушида еһтийаҗлиқ болуватқан оқ- дора билән тәминләш миқдарини көпәйтишни тәләп қилғанлиқини илгири сүрди.

шойгуниң илгири сүрүлгән учришишиға «путинниң уруш машиниси җаза вә експорт контроллуқиниң қанчилик еғир тәсиригә учриғанлиқиниң бир мисали» дәп баһа бәргән кирби, русийәниң украинани бойсундуруш үчүн, иран, шималий корейә вә хитайниң қоллишиға еришмәкчи болуватқанлиқини оттуриға қойди.

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу вә униң һәмраһлиқидки вәкилләр өмики 26- ийул шималий корейәгә берип, корейә урушиға хатимә бәргән панмонҗом уруш тохтитиш келишиминиң 70 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә қатнашқаниди.

америка ташқи ишлар министири антони блинкен 29- ийул байанат берип, шойгуниң шималий корейәгә қорал- йарағ сетивелиш үчүн барған болуш мумкинликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر