әрдоған билән путин телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти владимир путин билән телефонлашти.

2019308
әрдоған билән путин телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған билән пирезидент путин телефонлишип, путинниң түркийә зийарити тоғрисида бирдәклик һасил қилған.

җумһур рәис әрдоған русийәниң түркийәниң орман от апитигә қарши туруш күришигә йардәм бериш мәқситидә әвәткән икки от өчүрүш айропилани үчүн, путинға рәһмәт ейтқан һәмдә русийәлик сайаһәтчиләрниң түркийәгә болған қизиқишиниң күнсери күчийиватқанлиқидин мәмнун икәнликини,  бу йил (2023) намайан қилинған ортақ тиришчанлиқлар сайисида, сайаһәтчиликтә рекортниң бузулидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.

җумһур рәис әрдоған 2022- йили 24- февралдин буйан давам қиливатқан русийә- украина урушиниң нөвәттики җиддий һалитини еғирлаштуруветидиған қәдәмләрни ташлимаслиқниң зөрүрлүкигә ишарәт қилған вә «тинчлиқ көврүки» дәп қариливатқан қара деңиз ашлиқ каридори келишиминиң муһимлиқини тәкитлигән.

«қара деңиз ашлиқ каридори» ниң узун муддәт тақилишиниң һечкимгә пайдиси йоқлуқини, бу ишта ашлиққа еһтийаҗлиқ кирими төвән дөләтләрниң әң көп зийанға учрайдиғанлиқини тилға алған җумһур рәис әрдоған, ашлиқ келишими мәзгилидә %23 төвәнлигән данлиқ мәһсулатлар баһасиниң келишим тоңлитип қойулған йеқинқи икки һәптә ичидә %15 ашқанлиқини әскәрткән.

әрдоған түркийәниң қара деңиз ашлиқ каридори келишимини әслигә кәлтүрүш үчүн, күчлүк тиришчанлиқ көрситиш вә дипломатик хизмәт ишләшни давамлаштуридиғанлиқини ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر