хитай американиң тәйвәнгә йардәм беришигә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди

хитай дөләт мудапиә министирлиқи американиң тәйвәнгә 345 милйон долларлиқ һәрбий йардәм беришигә «қәтий қарши туридиғанлиқи»ни җакарлиди.

2019310
хитай американиң тәйвәнгә йардәм беришигә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң йәршари телевизийәси тори, хитай дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси тән кефей тәйвән мәсилисиниң хитайниң «ички иши» икәнликини байан қилип, бу мәсилиниң америка- хитай мунасивитидики «өтүшкә болмайдиған қизил сизиқ» икәнликини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, американиң тәйвәндики «бөлгүнчи күчләр вә иғвагәрчилик һәрикәтлири»ни қоллайдиғанлиқини тәкитлигән тән кефий, дөлитиниң американиң тәйвәнни қоллишиға «қәтий» қарши туридиғанлиқиға ишарәт қилип өткән вә сөзини давамлаштуруп: «тарихниң чарқи хитайниң қайтидин бирлишишигә қарап йүзлиниватиду, һечқандақ шәхс йаки күч уни тосуп қалалмайду» дегәнләрни қәйт қилған.

америка пирезиденти җо байдин 29- ийул пирезидентлиқ қарарнамәси елан қилип, америка армийәсиниң өз қорал-йарағ записидин тәйвәнгә мудапиә материйаллири, һәрбий тәлим – тәрбийә вә мәшиқләр болуп, 345 милйон доллар қиммитидә һәрбий йардәм беридиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر