доналд трамп: «һәр қандақ вақитта әйиблинишкә учришим мумкин»

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп 2020-йилдики пирезидентлиқ сайлам нәтиҗисигә тутқан позитсийәси һәққидә өзиниң «һәр қандақ вақитта» әйиблинишкә учриши мумкинликини йетти.

2018829
доналд трамп: «һәр қандақ вақитта әйиблинишкә учришим мумкин»

түркийә авази радйоси хәвири: сабиқ пирезидент доналд трамп хусусий иҗтимаий алақә суписи «TruthSocial» дики йазмисида: «тәңпуңсиз (парламентқа бесип кириш вәқәсини тәкшүрүшикә алаһидә тәйинләнгән сабиқ баш мупәттиш) җәк симис вә униң сийасий көрүнүшлүк қарақчилар шайкиси, мениң тинч вә вәтәнпәрвәр шәкилдә сөзлигән нутуқум үчүн һәр қандақ вақитта мени әйиблиши мумкинликини пәрәз қилмақтимән» деди.

«(америка пирезиденти җо) байдин лагери» ниң парихорлуқи вә намувапиқ пул төләшлири тоғрисидики хәвәрләрни йошурушқа урунуватқанлиқини тәкитлигән трамп, буниңға қарита, «сайламға арилишивелиш вә мупәттишләрниң һоқуқини сүйистемал қилиши» дәп баһа бәрди.

америкада оңчил гуруппилар вә доналд трампниң қоллиғучилири 2020-йили 11-айниң 3-күнидики сайламниң нәтиҗисини рай синашқа қойған конгрә бинасиға 2021-йили 6-йанварда бесип киргән иди.

бесип кириш җәрйанида бир сақчини қошқанда, җәмий бәш киши җенидин айрилған иди.

бесип кириш вәқәси түпәйли хәлқни топилаңға қутратқулуқ қилиш билән әйиблинип  вәзиписидин елип ташлаш һәққидә сотқа тартилған трамп, 2021-йили февралда кеңәш палатасидики беләт ташлашта гунаһсиз, дәп ақланған иди.

авам палатасидики демократчилар җумһурийәтчиләр партийәсиниң наразилиқиға қаримай, бир комитет қурған вә вәқәни тәкшүрүшкә башлиған иди.

әдлийә министирлиқиму бу ишқа қарита өзиниң тәкшүрүшлирини давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر