америка тәйвәнгә һәрбий йардәм беридиғанлиқини уқтурди

америка қошма иштатлири тәйвәнгә 345 милйон долларлиқ һәрбий йардәм бериду.

2017618
америка тәйвәнгә һәрбий йардәм беридиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин пирезидентлиқ қарарнамиси елан қилип, америка армийәсиниң тәйвәнгә мудапиә лазимәтликлири билән биргә, һәрбий тәлим – тәрбийә вә мәшиқләрни өз ичигә алған 345 милйон долларлиқ һәрбий йардәм беридиғанлиқини елан қилди.

гәрчә америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) йардәм булиқиниң тәпсилати тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиған болсиму, әмма тәйвәнгә берилидиған бу йардәмниң хитайниң наразилиқини қозғайдиғанлиқи қарашлири оттуриға қойулмақта.

американиң нурғун палата әзалири тәйвәнгә қорал сетип бериш үчүн һөкүмәткә бесим ишләтмәктә иди.

хитай өзиниң бир парчиси икәнликини илгири сүрүп келиватқан тәйвән, хитай хәлқ җумһурийити қурулған 1949-йилидин буйан әмәлий мустәқил дөләт болуп кәлмәктә. хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән оттурисида йүз бәргән ички уруштин кейин пәйда болған бөлүнүш һелиһәм давам қилмақта.

бейҗиң «бир хитай» сийаситини тәкитләп, тәйвәнниң дунйадики һәр қайси дөләтләр билән мустәқил дипломатик мунасивәт орнитишиға шундқла бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда вәкил турғузушиға қарши чиқип кәлмәктә. өзини  етирап қилған дөләтләргә тәйвән билән болған дипломатик мунасивәтни үзүп ташлашни шәрт қошуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر