шималий корейә сериқ деңизға қаритип чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәрди

җәнубий корейә шималий корейәниң хитай чоң қуруқлуқи билән корейә йерим арили арилиқиға җайлашқан сериқ деңизға қаритип бир қанчә данә чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини уқтурди.

2014691
шималий корейә сериқ деңизға қаритип чарлиғучи башқурулидиған бомба қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә хәвәр агентлиқи — йонхап, җәнубий корейә армийәси баш қоманданлиқ иштабиниң байанат елан қилип, сериқ деңизға башқурулидиған бомба қойуп бериш мәшғулатиниң шу йәр вақти саәт 04:00 дә ишқа ашурулғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, шималий корейәниң қилғуси бомба синақлириниң йеқиндин көзитиливатқанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, җәнубий корейә армийәсиниң америка қошма иштатлири армийәси билән һәмкарлашқан һалда һошйарлиқини үстүргәнлики қәйт қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر