сүрийә миллий армийәси бәш миң йеңи әскәрни сепигә қошти

сүрийә миллий армийәси йеңидин бәш миң әскәр елип, сепини күчәйтти.

2013628
сүрийә миллий армийәси бәш миң йеңи әскәрни сепигә қошти
smo asker1.jpg
smo asker.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә миллий армийәси қармиқидики һәмзә вә сулайман шаһ девизийәлири зәйтун шехи һәрбий һәрикити районидики шәйх һәдид базирида алтә айлиқ һәрбий мәшиқини тамамлиған бәш миң йеңи әзасиниң оқуш пүттүрүш вә қәсәм бериш мурасимини өткүзди.

мәшиқни тамамлиған әскәрләр һәрбий машиниларниң иштирак қилиши билән параттин өтти.

мурасимға айропилан атар сәпләнгән 100 аптомобил, еғир типлиқ аптомат вә пилимот орунлаштурулған 100 бироневик машина, 80 бироневик пикап, 300 данә җәң бироневики вә аптомат оронлаштурулған тағ мотосиклити қатнаштурулди.

сүрийә миллий армийәси сепигә йеңи қеитлған әскәрләр дөләтниң шималидики террорчилардин халийлаштурулған районларда вәзипә өтәйдикән.

сүрийә миллий армийәси сүрийәниң шималидики түркийә армийәсиниң фират қалқини, зәйтун шехи вә тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикәтлири нәтиҗисидә террорчилардин халийлаштурулған районларни контрол қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر