җәнубий африқа ишарәт тилини 12- рәсмий тил қатариға киргүзди

җәнубий африқа җумһурийити аңлаш иқтидари төвән, қулақтин мейип, кишиләр ишлитидиған  ишарәт тилини 12-рәсмий тил елан қилди.

2013928
җәнубий африқа ишарәт тилини 12- рәсмий тил қатариға киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент кирил рамафоса иҗраийә пайтәхти преторийәдики бирлик бинасида өткүзүлгән мурасимда ишарәт тилини йеңи рәсмий тил сүпитидә қобул қилидиған «җәнубий африқа ишарәт тили қануни» ға имза қойди.

рамафоса мурасимдики сөзидә, ишарәт тилиниң рәсмий тил сүпитидә қобул қилинишиниң җәнубий африқа демократийәсигә нисбәтән мувәққийәтлик бесилған муһим мусапиләрниң бири болидиғанлиқини ейитти.

рамафоса: «ишарәт тили билән алақә қилидиған кишиләрниң һәқ - һоқуқлирини кеңәйтип, уларниң җәмийәттики һөрмитини ашурушни мәқсәт қилимиз» деди.

шундақ қилип, җәнубий африқа, кенийә, зимбабве вә угандадин кейин, ишарәт тилини рәсмий тил сүпитидә қобул қилған африқа дөләтлириниң8 сани төткә йәткән болди.

африқа тили, зулу тили, свати, хосака, тсонг, венда, тсвана, сото, шималий сото, җәнубий недбел вә инглиз тили қатарлиқ 11 хил тил рәсмий тил һесаблинидиған җәнубий африқа җумһурийитидә ишарәт тили 12- рәсмий тилиға айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر