йавропа иттипақи русийәниң ашлиқ келишимини бикар қилғанлиқини әйиблиди

йавропа иттипақи комитетиниң рәиси урсула вон дер лейен русийәниң қарадеңиз ашлиқ каридори келишимини бикар қилғанлиқини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини байан қилди.

2012628
йавропа иттипақи русийәниң ашлиқ келишимини бикар қилғанлиқини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: вон дер лейен бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «русийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә түркийәниң тиришчанлиқлириға қаримай, қарадеңиз ашлиқ каридори келишимини бикар қилишини қаттиқ әйибләймән.»

у йавропа иттипақиниң қийин әһвалға чүшүп қалғанларниң ашлиқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини, ашлиқ мәһсулатлириниң йавропа иттипақи тәрипидин илгири ишқа кириштүрүлгән қуруқлуқ йоллири арқилиқ украинадин давамлиқ тошулидиғанлиқини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر