америка, германийә вә австрийә русийәни ашлиқ келишимигә қайтишқа чақирди

ақсарай русийәниң ашлиқ келишимини вақтинчә тохтититишиниң ашлиқ бихәтәрликини начарлаштуруп, милйонлиған кишиләргә зийан салидиғанлиқини билдүрди.

2012630
америка, германийә вә австрийә русийәни ашлиқ келишимигә қайтишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин русийәниң ашлиқ каридори келишимини вақтинчә тохтитиши тоғрисида елан қилинған байанатта, росийә тәрәпниң бу қарариниң йемәклик бихәтәрликини начарлаштуруветидиғанлиқи, буниң милйонлиған кишиләргә зийан салидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта москва бу қараридин дәрһал ваз кечишкә чақириқ қилинди.

германийәму русийәни украина билән болған ашлиқ каридори келишиминиң муддитини узартишқа чақирди.

һөкүмәт байанатчиси йардәмчиси кристийан хофман пайтәхт берлинда бәргән байанатида, русийәдин қарадеңиз ашлиқ каридори келишиминиң муддитини узартишини вә мәвҗут ихтилапни намратлар бәдилигә йүргүзмәсликини тәләп қилди.

у бу хил келишимләрниң қисқа муддәт биләнла чәклинип қалмаслиқи, украинаниң узун муддәт ашлиқ експорт қилишиға йол қойулуши керәкликини тәкитлиди.

германийә ашлиқ вә йеза игилик ишлири министири җәм өздәмир мундақ деди: «ачарчилиқни қорал сүпитидә ишлитишкә хатимә берилиши керәк. (русийә пирезиденти) виладимир путинниң қорқунчлуқ уруш пилани үчүн, бу дунйадики әң намратлар гөрүгә еливелинди.»

авистирийәму русийәни дәрһал қарадеңиз ашлиқ каридори келишиминиң муддитини узартишқа чақирди.

австрийә ташқи ишлар министирлиқиниң  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «ашлиқ қорал - йарағ әмәс. русийәни қарадеңиз ашлиқ келишиминиң муддитини  дәрһал узартиш тәклипини қобул қилишқа чақиримиз. бу йәр шариви ашлиқ бихәтәрлики үчүн интайин муһим. дәрвәқә бу келишим арқилиқ еһтийаҗлиқ кишиләр милйонлачә тонна ашлиқ вә уруқ билән тәминлиниватиду.»

киремил сарийи байанатчиси дмитри песков қарадеңиз ашлиқ каридори келишиминиң тохтитилғанлиқини, русийәниң бу һәқтики тәләплири қандурулған чағда русийәниң келишимгә қайтидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر