шиветсийә: терроризмға қарши күрәштә түркийә билән бирликтә һәрикәт қилимиз

шиветсийә дөләт мудапиә министири пал җонсон хәлқаралиқ терроризмға қарши күрәштә дөлитиниң түркийә билән бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқини ейтти.

2011115
шиветсийә: терроризмға қарши күрәштә түркийә билән бирликтә һәрикәт қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә дөләт мудапиә министири пал җонсон «‹афтонбладет› гезити» гә бәргән байанатида, литванийәниң пайтәхти вилнйусда чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати-нато башлиқлар йиғинида, әнқәрәниң түркийә, шиветсийә вә нато оттурисида һасил қилинған келишим лайиһәси билән, шиветсийәниң натоға әза болушиға мунасивәтлик келишим лайиһәсини түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) гә сунуш қарари һәққидә тохтилип мундақ деди: «хәлқаралиқ терроризмға қарши күрәштә түркийә билән бирликтә һәрикәт қилимиз. пүтүн күчимиз билән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң шиветсийәдики паалийәтлиригә тақабил туримиз. чүнки бу һәм бизниң бихәтәрликимиз һәм түркийәниң бихәтәрлики үчүн муһим.»

җонсон бир журналистниң «литванийәниң пайтәхти вилнйуста чақирилған нато башлиқлар йиғинидин кейин һасил қилинған  келишим нәтиҗисидә, шиветсийә п й д/й п г ни вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини <террорлуқ тәшкилатлири> дәп қарамду?»  дегән солиға җаваб берип мундақ деди: «мән буниңға ениқ җаваб берәлмәймән, чүнки мән йиғинға қатнашмиған, йиғинға әдлийә министири гүннар строммер қатнашқан иди.»

җонсон қайси террорлуқ гуруппилириға қарши күрәш қилиш мәсилисиниң, түркийә, шиветсийә вә финландийә имзалиған үч тәрәп келишим лайиһәсидинму орун алғанлиқини әскәртти.

2022-йили 6-айниң 28-күни мадридта өткүзүлгән нато башлиқлар йиғинида имзаланған келишим лайиһәсигә мундақ бир бәлгилимә киргүзүлгән: «финландийә билән шиветсийә натониң кәлгүсидики иттипақдашлири сүпитидә, түркийәниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит салидиған барлиқ хирисларға қарши түркийәни толуқ қоллайду. бу даиридә финландийә билән шиветсийә й п г/п й д вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлирини қоллимайду. түркийәму финландийә вә шиветсийәниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүридиған хирисларға қарши бу икки дөләтни толуқ қоллайду.»

натониң литванийә пайтәхти вилнйуста чақирилған башлиқлар йиғини даирисидә әмәлгә ашурулған түркийә - шиветсийә-  нато  үч тәрәп учришишидин кейин елан қилинған йазма байанаттиму, шиветсийәниң төвәндики вәдиси алаһидә тәкитлинип мундақ дейилгән: «шиветсийә й п г/п й д вә түркийәдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати дәп атилидиған тәшкилатни қоллимаслиққа вәдә бериду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر