зеленский: ашлиқ келишими мәсилисидә б д т баш катипиниңму хизмәт ишлишигә еһтийаҗ бар

украина пирезиденти володимир зеленский қарадеңиз ашлиқ каридори келишими мәсилисидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерресниңму хизмәт ишлишигә еһтийаҗ барлиқини ейтти.

2010863
зеленский: ашлиқ келишими мәсилисидә б д т баш катипиниңму хизмәт ишлишигә еһтийаҗ бар

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский шималий атлантик әһди тәшкилати вилнйус башлиқлар йиғини даирисидә америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән елип барған учришишидин кейин өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у украинаниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши мәсилисидә һечким билән сөһбәтләшмәйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «украинаниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуши украинаниң бихәтәрлик вәзийитини асас қилған һәқиқий сийасий қарар болиду.»

зеленский иттипақдаш дөләтләрниң «күчлүк мудапиә тәстиқнамиси» гә еришкәнликлирини вә буниң өзлири үчүн интайин муһимлиқини қәйт қилди.

у һәрқандақ салаһийәтни дәп украинаниң земинидин әсла ваз кәчмәйдиғанлиқлирини байан қилип мундақ деди: «биз земинимизни әсла тоңлап қалған тоқунушлар билән алмаштурмаймиз. дәрвәқә, бизниң бу һәқтики мәйданимиз шериклиримизгиму  бәш қолдәк айан, әлвәттә.»

зеленский түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң украина - шималий атлантик әһди тәшкилати кеңиши йиғинида қарадеңиз ашлиқ каридори келишими мәсилисини оттуриға қойғанлиқини әскәртип мундақ деди: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң қарадеңиз ашлиқ каридори келишимини қоллайдиғанлиқини, әмма бу һәқтә бирқатар хирисларниңму барлиқини ейтти. шуңа бу мәсилидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутерресниңму хизмәт ишлишигә еһтийаҗ бар. чүнки түркийә тәрәпниң русийә билән бу һәқтә келишимлири бар.»

пирезидент зеленский украина тәрәпниң һечқандақ бир келишимгә хилаплиқ қилмиғанлиқини әскәртип мундақ деди: «бизниң һечқандақ бир ишқа тосалғу  болуватқинимиз йоқ. дәрвәқә биз русийә билән келишим түзмидуқ, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә түркийә билән келишим түздуқ. бирләшкән дөләтләр тәшкилати  вә түркийә русийә билән пүтүшти. бу каридор лазим, дәрвәқә бу каридор ишқа йараватиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر