нато: хитайниң 2035 - йилиғичә 1500 йадро оқ бешиға игә болидиғанлиқини мөлчәрләватимиз

баш катип столтенберг литванийә пайтәхти вилнйуста чақирилған нато башлиқлар йиғининиң ахирида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, соалларға җаваб бәрди.

2010721
нато: хитайниң 2035 - йилиғичә 1500 йадро оқ бешиға игә болидиғанлиқини мөлчәрләватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг натониң хитайниң 2035- йилғичә шималий америка вә йавропаниң һәммә йеригә йетип баралайдиған башқурулидиған бомба җәһәттә, 1500 йадро оқ бешиға игә болидиғанлиқини мөлчәрләватқанлиқини билдүрди.

у хитай тоғрисидики бир соалға җаваб берип, нато башлиқлар йиғинида, болупму натониң австралийә, йеңи зеландийә, җәнубий корейә вә йапонийә билән көрүшүшлиридә хитайға қарши күчлүк учурларниң берилгәнликини ейтти.

бихәтәрликниң район характерлик әмәс, йәршари характерлик мәсилә икәнликини тәкитлигән баш катип столтенберг, хитайниң һәрбий иқтидарға селиватқан мәбләғлирини тилға елип: «биз хитайниң 2035- йилиғичә шималий америка вә йавропаниң, йәни шималий атлантик әһди тәшкилатиниң һәммә земинлириға йетип баралайдиған башқурулидиған бомба җәһәттә 1500 йадро оқ бешиға игә болидиғанлиқини тәхмин қиливатимиз. биз хитайниң бизгә қанчилик йеқинлашқанлиқини көрүватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

хитайниң дунйаниң африқа вә шималий қутуп райони қатарлиқ нурғун җайлириға берип, муһим ул- әслиһәләрни контрол қилишқа урунуватқанлиқини һәмдә тор бошлуқлириға киргәнликини билдүргән баш катип йенс столтенберг, натониң һинди- тинч окйан районидики шериклири австралийә, йеңи зеландийә, корейә вә йапонийә билән деңиз бихәтәрлики учур булғинишиға қарши күрәш вә тор саһәси қатарлиқ мәсилиләр бойичә хизмәтләрни ишләватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر