хиристийан «ачарчилиқ тәриқити»  сәвәбидин қаза қилғанларниң сани ашмақта

кенийәдә «ачарчилиқ тәриқити» ни тәкшүрүш даирисидә байқалған җәсәтләрниң сани 372 гә йәтти.

2010679
хиристийан «ачарчилиқ тәриқити»  сәвәбидин қаза қилғанларниң сани ашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: кенийә районлуқ комиссар рода онйанча мазарларни тәкшүрүш җәрйанида йеңи җәсәтләрни байқиғанлиқлирини елан қилди.

рода онйанча байқалған җәсәтләр саниниң 372 гә йәткәнликини билдүрүп, апрелдин буйан бу тәриқәттин 95 кишини қутқузувалғанлиқлиирни әскәртти.

«хуш хәвәр хәлқара черкави» ниң попи паул макензи черкавдики кишиләрниң ач қелиш арқилиқ һәзрити ийсаниң диндарлиқиға йетиидиғанлиқини вәдә қилип, нурғун кишииниң өлүмигә сәвәб болуш билән әйибләнгән вә тәкшүрүш башланған иди.

бу тәриқәтниң рәһбири паул макензи тәкшүрүшниң бешида сақчиларға 1000 кишиниң җәситиниң тепилишиниң мумкинликини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر