лукашенко: мусулманларға һуҗум  қилиш әхмәқлиқ

беларусийә пирезиденти александир лукашенко шивейтсийәдә қуран кәримни көйдүрүш арқилиқ мусулманларға һуҗум қилишниң «әхмәқлиқ» икәнликини ейтти.

2008447
лукашенко: мусулманларға һуҗум  қилиш әхмәқлиқ

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийә пирезиденти александир лукашенко пайтәхт минискта елан қилған байанатида, теги ирақлиқ салван момиканиң шивейтсийәниң пайтәхти стокһолмда қуран кәримни көйдүргәнлики һәққидә тохтилип мундақ деди: «мусулманларға қаритилған таҗавузчилиқ әхмәқлиқтур. буни һөкүмәтниң һимайиси астида елип беришниңу немә һаҗити бар? шивейтсийә һөкүмити буниң алдини алалмасмиди? әлвәттә алдини алалайтти. әмма улар буниң қанунлуқ икәнликини илгири сүрүшти. һалбуки, ички уруш кәлтүрүп чиқиридиған бир мәсилини оттуриға чиқиришниң һаҗити йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر