америка: иран икки май парахотини тутуп қелишқа урунди

америка деңиз армийәси иран деңиз армийәсиниң умман қолтуқидики хәлқара деңиз тәвәликидин өткән икки май парахотини тутуп қелишқа урунғанлиқини билдүрди.

2007908
америка: иран икки май парахотини тутуп қелишқа урунди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, иран деңиз армийәсиниң иккинчи қетимлиқ тутуп қелиш тәшәббуси җәрйанида икки май парахотиға оқ чиқарғанлиқини, һәр икки вәқәниң иран билән умман оттурисидики деңиз тәвәликидә йүз бәргәнликини җакарлиди.

америка деңиз армийәси иран деңиз армийәсигә тегишлик җаваб қайтурулғандин кейин, май парахотлириниң йолини давамлаштурғанлиқини уқтурди.

иран тәрәп болса бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر