мичотакс: йавропа көчмәнләр мәсилисини һәл қилиш үчүн түркийәгә йардәм қилиши мумкин

гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис йавропа иттипақиниң көчмәнләр мәсилисигә тақабил туруш үчүн түркийәгә йеңи иқтисадий йардәм берәләйдиғанлиқини оттуриға қойди.

2005713
мичотакс: йавропа көчмәнләр мәсилисини һәл қилиш үчүн түркийәгә йардәм қилиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: мичотакис белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән йавропа иттипақи башлиқлар йиғинидин кейин байанат берип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғини даирисидә литва пайтәхти вилнйуста көрүшидиғанлиқини, өзлириниң түркийә – йавропа иттипақи мунасивитиниң рамкисини йеңи асасқа игә қилишни үмид қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у йеқинқи мәзгилләрдә тәртипсиз көчмәнләр олтурған кемиләрниң йолға чиқиштин бурунла тосуп қелиниши мәсилисидә түркийә даирилири билән техиму йахши һәмкарлиқ орнатқанлиқлирини тилға елип: «мән түркийәниң мусапирлар мәсилисигә қарши турушта иттипақдаш болуши керәкликини көп қетим оттуриға қойдум. йәнә бир тәрәптин, йавропа иттипақи түркийәни қоллаш үчүн нурғун милйон йавро бәрди вә техиму көп бериши мумкин. йавропа иттипақиниң йиллиқ хамчотини қайта бекиткәндә, кәлгүсидә түркийәни қоллаш үчүн қошумчә мадда қойуш мумкин» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر