б д т: терроризм дунйаниң һәрқайси районлириға тәсир көрситиватиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес «терроризмниң дунйаниң һәрқайси районлириға тәсир көрситиватқанлиқини» тәкитләп, терроризмға қарши күрәшни хәлқаралиқ сәвийәдә қоллаш керәкликини билдүрди.

2001899
б д т: терроризм дунйаниң һәрқайси районлириға тәсир көрситиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес б д т ниң нийу йорк шәһиридики баш оргинида чақирилған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза дөләтләрниң терроризмға қарши күрәш органлириниң 3-қетимлиқ йуқири дәриҗилик рәһбәрләр йиғинида сөз қилди.

гутеррес мундақ деди: «терроризм дунйаниң һәрқайси районлириға тәсир көрсәтмәктә. дәрвәқә, терроризм районлуқ вә дөләтлик бихәтәрлик йочуқлири, сийасий, иқтисадий вә бихәтәрлик системилириниң муқимсизлиқлиридин пайдиланмақта.»

намратлиқ, тәңсизлик вә иҗтимаий җәһәттин чәткә қеқиш қилмишлириниң терроризмни барғансери әвҗ алдурувәткәнликини әскәрткән гутеррес мундақ дәп көрсәтти: «терроризмниң иқтисадий мәнбәлирини пул йуйуш, қанунсиз кан ечиш, қорал - йарағ, зәһәрлик чекимлик, қәдимки әсәрләр вә адәм әткәсчилики қатарлиқ җинайи һәрикәтләр тәшкил қилиду.»

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес терроризмға қарши күрәш йиғинида өзиниң һәл қилиш тәклиплирини төт маддилиқ шәкилдә оттуриға қойди.

гутеррес терроризмға қарши күрәшниң биринчи маддиси сүпитидә, бу тиришчанлиқларниң мәркизи болған бирләшкән дөләтләр тәшкилати йәр шариви терроризмға қарши күрәш истратегийәси оргинини мустәһкәмләшни тәләп қилди, һәмдә терроризмға хатимә бериш үчүн алдини елиш чарә – тәдбирлиригә әһмийәт бериш, кишилик һоқуқни қоғдашни алдинқи орунға қойуш вә бу нишанға йетиш үчүн йетәрлик иқтисадий мәбләғ аҗритиш қатарлиқ амилларниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «мушу һәптиниң ахирлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати йәр шариви терроризмға қарши күрәш истратегийәси һәққидики көздин кәчүрүш қарариниң омумий кеңәш тәрипидин бирдәк аваз билән мақуллинишини үмид қилимән. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, әза дөләтләр терроризмға қарши күрәшни иқтисадий җәһәттин қоллаш  вәдисигә әмәл қилишлири лазим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر