ислам һәмкарлиқ тәшкилати угандада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

ислам һәмкарлиқ тәшкилати угандадики бир мәктәптә йүз бәргән вә 41 кишиниң җанға замин болған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

2001304
ислам һәмкарлиқ тәшкилати угандада йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ислам һәмкарлиқ тәшкилати тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, угандадики бир мәктәптә йүз бәргән вә 41 кишиниң җениға замин болған террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға, уганда һөкүмити вә хәлқигә тәзийә билдүрүлди.

байанатта, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәзкур террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләйдиғанлиқи, һәрқандақ шәкилдики террорлуқни қәтий рәт қилидиғанлиқи вә уганда һөкүмитиниң терроризмға қарши күришини қоллайдиғанлиқи қәйт қилинди.

уганда демократик җумһурийити чеграсидики мондпве райониға җайлашқан бир мәктәпкә қилинған террорлуқ һуҗумида, 38 оқуғучи билән қошулуп 41 киши җенидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر