суданға ианә топлаш йиғини 19 - ийун җәнвәдә ечилиду

19 – ийун шивийетсарийәниң җәнвә шәһиридә судандики инсанпәрвәрлик хизмитигә аваз қошушни қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилған йуқири дәриҗилик вәдиләр йиғини өткүзүлиду.

2000945
суданға ианә топлаш йиғини 19 - ийун җәнвәдә ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң инсанпәрвәрлик ишлирини маслаштуруш ишханиси байанат елан қилип, йиғинниң йавропа иттипақи, африқа әллири иттипақи, мисир, германийә, қатар вә сәуди әрәбистан шундақла б д т тәрипидин уйуштурулғанлиқини уқтурди.

б д т муавин байанатчиси фәрхан һәқ б д т баш катипи антонийо гутерресниң йиғинға син көрүнүшлүк һаләттә иштирак қилидиғанлиқини билдүрди.

фәрхан һәқ ечилиши пиланлиниватқан йиғинида ианә қилғучиларниң «сехийлиқ билән» төһпә қошушиниң тәләп қилинғанлиқини әскәртип, инсанпәрвәрлик йардәмлириниң судан вә қошна дөләтләргә йәткүзүлидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر