ақсарай байдинниң саламәтлик әһвали һәққидә учур бәрди

ақсарай чиш давалитиш сәвәбидин бүгүнки хизмәт пиланлири әмәлдин қалдурулған америка пирезиденти җо байдинниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнликини билдүрди.

1998764
ақсарай байдинниң саламәтлик әһвали һәққидә учур бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси карин жан пйер күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди؛ пирезидент байдинниң түнүгүн (12-ийун) кәчтә башланған чиш ағриқи сәвәбидин аддий шәкилдики наркозлап чиш йилтизи нәйчисини давалаш тәвсийәсини қобул қилғанлиқини тилға алған пиер, пирезидентниң чишини наркозлап давалашниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини ейтти.

байанатчи байдинниң бүгүнки хизмәтлирини өз туралғусида давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.

байдинниң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг билән өткүзидиған учришиши вә хизмәт җәдвилидики башқа орунлаштурушлири чишини давалитишни башлиғанлиқи үчүн кечиктүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر