түркийә украинаға даавлаш үскүнилири йардәм қилди

түркийә украинаниң ривне шәһирики ривне районлуқ балилар дохтурханисини давалаш үскүнилири билән тәминлиди.

1999156
түркийә украинаға даавлаш үскүнилири йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика (TİKA) бимарлар сани күндин күнгә көпийиватқан вә  291 кариватлиқ дохтурханиға давалаш үскүнилири йардәм қилди.

тика дохтурханиниң наркоз вә еғир кесәлләрни көзитиш бөлүми үчүн бәш данә инфира қизил нурлуқ иссиқлиқ билән тәминләш үскүниси вә оператсийәханида ишлитилидиған бәш данә көп параметирлиқ бимар назарәтчиси йардәм қилди.

украинада русийәгә қарши бир йилдин артуқ вақиттин буйан давамлишиватқан уруш сәвәбидин дөләтниң охшимиған җайлиридин кәлгән йетим балилар, төвән киримлик ​​аилиләр вә урушниң зийанкәшликигә учриған балиларни өз ичигә алған нурғун  кишиләр, ривне районлуқ балилар дохтурханисида даваланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر