сүрийәдә тик учар қазасида 22  америка әскири йариланди

сүрийәниң шәрқий шималида тик учар айропилан чүшүп кетип, америкалиқ 22 әскәр йариланди.

1999099
сүрийәдә тик учар қазасида 22  америка әскири йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий қоманданлиқ иштаби тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, 11-ийун сүрийәниң шәрқий шималида тик учар айропилан чүшүп кетиш вәқәси йүз берип, 22 нәпәр америка әскириниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, йаридар әскәрләрниң дохтурханиға, булардин 10 әскәрниң еғир кесәлләр бөлүмигә орунлаштурулғанлиқи әскәртилди. шундақла тик учар айропилан қазасиниң йүз бериш сәвәбиниң тәкшүрүлүватқанлиқи, тик учарниң «дүшмән» тәрипидин етип чүшүрүветилмигәнлики қәйт қилинди.

игилинишичә, бу вәқә һәққидә техиму тәпсилий мәлумат берилмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر